Essays.club - Получите бесплатные рефераты, курсовые работы и научные статьи
Поиск

Ата-аниниң бала тәрбийисидики роли қандақ болуш керәк?

Автор:   •  Июнь 14, 2024  •  Эссе  •  481 Слов (2 Страниц)  •  75 Просмотры

Страница 1 из 2

             Ата-аниниң бала тәрбийисидики роли қандақ болуш керәк?

                                                         (эссе)

        Бу йоруқ дунияға  бизни елип кәлгән у-анидур. Анам ,һәтта  мән йоруқ дунияға көз ачмастин бурун, мениң билән муңдишип,ич-сири билән бөлүшкәнлиги һәққидә сөзләп берәтти. Ата- аниниң бала һаятидики роли наһайити зор болуш керәк ,дәп ойлаймән,сәвәви келәчәктә балиниң һаяти, алға қойған мәхсити ,арзу-арманлири мошу тәрбийәгә бағлинишлиқтур. Яхшилиқ қилиш,чоңларға һөрмәт, кичиккә  иззәт көрситиш,яман йолдин жирақ болуш-мана мошуларниң һәммиси әң алдиңқи орунда туруш керәк дәймән. Биз кимниң әвлади екәнлигимизни унтумишимиз керәк Әгәр оғул болса, у чағда Вәтинигә ,хәлқигә адил хизмәт көрситидиған , әл ишқида пәрванә болуп,Садир Палван,Ғени батур әвлади екәнлигини унтумай жүрсә,у ата-аниниң  әң чоң әмгиги дәп чүшинимән.Әгәрдә қиз болуп туғулса,Ипархандәк қәйсәр, Назугумдәк қәһриман,Маймихандәк жасур,Амманисахандәк муқамчи,батур қизлиримиздәк болса қандақ яхши болар еди.Шу сәвәптин ата-аниниң бала тәрбийисидики роли наһайити чоң дәп,мошу тәрбийә мәсилисигә   һәрбир ата-аниниң пухтә қариғини дурус дәп ойлаймән.

     «Аниға қарап қиз өсәр, атиға қарап –оғул» дәп  бекар ейтмаптикән конилар.Һәқиқәттәнму, қиз балиниң анисидин үгинидиғини, алидиғини көптур.Мениң анам-һаятимдики әң йеқин мәслиһәтчим,сирдишим, муңдишим йеқин достум десәмму болиду,сәвәви анамдин мәслиһәт сорап,өз ич-сирим билән  дайим бөлүшимән.Һә ата дегән, әзәлдин биз үчүн тирәк ,тағдәк йөләнчимиз.Аилә  үчүн сәкпарә болуп жүридиған есил инсан.Маңа анам кичигимдинла һәқиқәткә йеқин бол,чүнки адәмләргә адимийлиқ билән қарисаң,яхшилиқ қилсаң, һәр бир басқан қәдимиң қут, бәрикәт елип келиду дегән сөзлирини әстин чиқарғум кәлмәйду. Мошу сөзләрни маңа тәкрар-тәкрар ейтатти, анамниң дегәнлири үстидә көп ойлинаттим. Вақит өтүп, мәнму чоң болуп ,мошу ейтилғанларниң һәммисигә көз йәткүздүм. Мәктәптә билим елип,тәрбийә елишимға устазлиримниңма әмгиги бар,сәвәви устаз-иккинчи анимиз һәм атимиз. Өйдә-ата-анам, мәктәптә- устазлиримиз бизгә өз балилиридәк қарап, бар билимини, тәлим-тәрбийәсини бәрмәктә.Билим йолида ,мәрипәт йолида хизмәт қиливатқан барлиқ инсанларға  чоң рәхмитимни ейтимән.  Ата-анамниң вә устазлиримниң еқидисини ақлап чиқиш у мениң алдимға қойған әң чоң  мәхситим. Мениң охшаш һәр бир пәрзәнт мошундақ чүшәнчидә , дәп ойлаймән. Анимиз һәм атимиз бизгә тәрбийә берипла қоймай ,бу өмүрдә өз йолимизни тепишқа ,яхши адәм болушқа дәвәт қилиду.

...

Скачать:   txt (5.5 Kb)   pdf (42.8 Kb)   docx (8.4 Kb)  
Продолжить читать еще 1 страницу »
Доступно только на Essays.club