Cөһбәт
Автор: Dilnaz Akimova • Март 28, 2018 • Реферат • 1,108 Слов (5 Страниц) • 803 Просмотры
Сөһбәт – оқуш материалини еғизчә баянлаш. А. Байтұрсынов “сөздин чирайлиқ сөһбәтлишиш һүнири өй селиш һүниригә охшайду ” – дегән сөз һүнириниң ениқ болушиға сөзниң дуруслиғиға, тилиниң ендилиғиға, тилниң тазилиғиға вә ениқ болушиға бағлинишлиқ екәнлигини дәлиләп, алмаштуруп вә охшитиш мәсилилириниң мәнасини ачиду. Мыржақып Дулатов оқутушни баянлап, сөһбәт, чүшәндүрүш тәсилиригә алайтән тохтилип, турмуш – егилигигә, әдәп – әхлаққа бағлинишлиқ мавзуларға тәсвирләшниң амилирини көрситип бәрди. У “ балини толуқ җавап беришкә адәтләндүрүш керәк”,-дегән. Шуниң билән муәллим оқуғучиларға йеңичә билим бериш йоллирини көрситип вә башқа муәлимләрдинму шуни тәләп қилидиду. “ Балилилар дурус оқалмай, қийналған йеридә устаз өзи оқуп, чүшәндүрүп бериши һаҗәт” –дәйду. Луғәт тәсили мәктәпниң һәлмә җайлирида қоллинилип, сөһбәтниң мәзмунин, һәҗимини, узақиғини өзгәртиду. Сөһбәт арқилиқ йеңи билимини хәвәрләш үчүн униңға бәзи бир тәләпләр қойилиду.Улар төвәндикичә: сөһбәтниң оқуғучиларниң адәмгәрчилигигә тәсир қилиши; сөһбәттә дәлилик вә илмий факторифниң болун; ой – пикирниң дуруслиғини дәлиләйдиған ярқин вә һаҗәтлик мисалларниң, факторларниң йәткүлликлиги; Сөһбәт системилиқ түрдә болуши керәк; Сөһбәтниң тәсири; тилниң қарапайимлиғи вә чүчүнишлик болуши; Муәллимниң факторлар, дәрисликләргә бәргән баһасиниң болуши:Чүшәндүрүш – йәккә уқуш, қураллар, көрнәклик қуралларниң иш ишләш йол – йоруқлирини егиз вә баянлаш. Мәсилән чәт тили дәрисидә йеңи мәттини өтүш алдида оқуғучиларға йеңи сөзләрниң мәнасини чүшәндүрүши. Муәллим оқуғичиларға тонуш әмәс сөзләрни яки көрнәклик қуралларни дәрискә елип келип, йеңи материални чүшәндүрүш алдида, уларни оқуғичиларға чүшәндүриду. Чүшәндүрүш тәсили йеңи мавзуни чүшәндүргәндә пат – пат қоллинилиду, бирақ дәрис ахирида оқуғучиларниң билимини тәкшүргәндиму қоллинилиду. Химиялиқ. Физикилиқ, математикилиқ һисапларни чиқарғанда, теоремиларни оқиғанда, тәбиәт вә җәмийәттики өзгиришләрниң сәвәп – мәсилилирини ечиш вақтидиму пат – пат қолинилиду. Чүшәндүрүш тәсилигә қойилдиған тәләпләр: Cоалларни дәл вә ениқ чүшәндүрүш; Сәвәп – мәсилисини ечип, дәлиләр кәлтүрүш; Селиштуруш, қатар қоюш, охшитиш охшитишқа мисаларни қолиниш; Чүшәндүрүш оқутуш тәсили ретидә өсмүр яштики балилар топлири билән ишларда кәң қоллинилиду. Бирақ оттура вә жуқарқи пәләмпәйләрдә оқуш материалирини қийинарақ қилип, оқуғучиларниң, әқил –ой, аң – сәвийәлири мүмкинчиликлири өскәндә бу тәсил кичик яштики оқуғичиларға қариғанда көпирәк қоллинилиду. Сөһбәтлишиш – оқутушниң диалоги тәсили, муәлим оқуғучиларға чоңқур ойлаштуридиған соалларни системилиқ түрдә қоюш арқилиқ уларниң йеңи оқуш материалини үгинишигә мүмкинчилик яритип, бурун оқиған материалирини қандақ үгәнгәнлигини тәкшүрәйду. Сөһбәтлишиш – дидадикилиқ тәсилниң кона түри, уни Сократ чевәр түридә қолланған, шуңлашқа сөһбәтлишиш тәсилини Сократ тәсили дәп атайду. Оқуш материалиниң мәзмуни, оқуғчиларниң иҗадийәтлик хизмитигә қарап, дидактикилиқ процесестики сөһбәтлишиш тәсилиниң көплигән түрлири моҗут. Улар: киришмә яки дәрис үстидики сөһбәт, йеңи билимни қелиплаштуруш(Сократ, Эврестикилиқ) жиғинчақлиқ,системилиқ сөһбәтләр арқилиқ оқуғучиларниң иш-һәрикәтлири йеңи түрдә, йеңи башлинишни тонушқа тәярлаш. Сөһбәтлишиш тәсили – оқуғучиниң йеңи билим елишиға актив қатнишип отирип, уни билим елиш дәрисликлиригә,тәсиллиригә, муәллим қойған соалларға өз бети билән җавап беришигә үгитиду. Сөһбәтлишиш давамида муәллим соални бир оқуғучиға (йәккә сөһбәтлишиш) яки барлиқ синип оқуғучилириға қойиду. Сөһбәтлишишниң бир түри – оқуғучи билән сөһбәтлишиш. Уни синип билән, оқуғучиларниң йәккә топлири билән өткүзүшкә болиду, асасән жуқарқи, чоң синип оқуғучилири өз пикирлирини ейтип, соаларни қоюп, муәллим дегән, ейтқан мавзуни талқилайду. Сөһбәтлишиш нәтиҗисидә көп җағдайда соаларниң дурус қойлишиға бағлинишлиқ. Дәристә муәллимниң башчилиғи билән әмәлгә ашиду. Униңдин кейин оқуғичилар китап билән ишләшкә өз алдиға үгиниду. Басма материалири билән өз алдиға ишниң бәзи бир амиллири бар. Улар: канспектлащ –китапниң мәзмунини қисқа баянлаш; Мәтиниң аддий вә мурәккәп схемисини, планини ясаш. План қуруш үчүн мәтинни оқуп болғандин кейин уни бәлгүлирини бөлүп, һәр бөләккә нам қоюш һаҗәт; Китапниң асасий ойлирини қисқа баянлаш; Цитатлаш –мәттини сөзму - сөз көчириш. Мәтиннлик түрдә автор, китап (иш) ети, башлиниш, чиққан жили, бәтлири көрситилиду; аннотация – мәзмунлуқ, бәлгүлүк мәнасини йоқатмай қисқа ретидә баянлаш; рецензиялаш – оқуш материали тоғирлиқ өзи ойини қисқичә қилип йезиш; справка йезиш – тапқан китап в.б мәлумат көзи тоғирсида мәлумат. Ениқлинишлар статистикилиқ, библиографиялиқ ( өмүр – баянлиқ, терминологиялиқ, географиялиқ в.б) түрләрдә болиду; формаллиқ – логикилиқ модел мәтинниң схемиси; мавзулуқ тезаус – бөлүш, мавзу бойичә асасий уқумлирини рәткә кәлтүрүш. Оқуғичилар үчүн билим көзи – бақиллаш, муәллим сөзи, босима материаллири. Дәрисликләр, оқуш қураллири, илмий әдәбиятлар вә журналлардин оқуғучилар түрлүк әхбаратлар елип, дәристә алған билимлирини күчәйтиду, кәңәйтиду вә чоңқур издинишкә мүмкинчилик алиду. Китап билән ишләш тәсилини үгиниш үчүн әң алди билән униң тәсиллирини үгиниду.Сөһбәтлишишниң тәсилиниң артуқчилиқлири: Әс – билән тилни тәрәққий әттүрүш;
...